рәҗәп таййип әрдоған гласговдики килимат йиғиниға қатнашмиди

рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң бихәтәрлик келишим өлчими тоғрисидики тәләплири орунланмиған болғачқа, шотландийәниң гласгов (Glasgow) шәһиридә өткүзүлидиған б д т 26-қетимлиқ килимат конферансиға қатнишиштин ваз кәчкәнликлирини билдүрди.

1727690
рәҗәп таййип әрдоған гласговдики килимат йиғиниға қатнашмиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «бу пәқәт бизниң бихәтәрликимизгә мунасивәтлик болупла қалмай, бәлки йәнә дөлитимизниң йүз-абруйиға мунасивәтлик мәсилә иди» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған G20 дөләт гуруһи йиғини үчүн йетип барған италийә пайтәхти римдин қайтиш сәпиридә, айропиланда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у: «америка пирезиденти җо байдин билән F-16 айропилани сетивелиш мәсилисини музакирә қилдуқ. улардин бу тоғрида сәлбий қараш һес қилмидим. мунасивәтлиримиз үчүн муһим болған бу сәзгүр мәсилини нәтиҗигә игә қилишни үмид қилимиз. афғанистан, сүрийә, ливийә вә шәрқий ақдеңиз мәсилилиридики һәмкарлиқлардин башқа, иқтисадий мунасивәтлиримизни техиму қойуқ давамлаштуруштурушни қарар қилдуқ» деди.

у террорлуқ тәшкилатлириға қарши чегра һалқиған һәрбий һәрикәтләр үстидә тохтилип: «вақти кәлгәндә қилишқа тегишлик иш қилиниду. униңдин чекинмәймиз. қаршимизда террорлуқ тәшкилати болған п к к| п й д| й п г болса, немә қилишқа тегишлик болса шуни қилимиз, йол қоймаймиз» деди.

у шотландийәгә немә үчүн бармиғанлиқи тоғрисидики соалға: «гласговда өткүзүлгән б д т килимат өзгириши йиғини үчүн тәләп қилған бихәтәрлик келишим өлчимимиз бар иди. булар барлиқ хәлқаралиқ зийарәтлиримиздә бизгә вә башқа һәммә рәһбәрләргә һәр даим иҗра қилинидиған мурасим өлчәмлири. әмма, бизгә ахирқи минутларда буларниң иҗра қилинмайдиғанлиқи уқтурулди. бирақ, бизниң рәт қилинған тәләплиримизниң башқа дөләт үчүн мустәсна һалда иҗра қилинғанлиқини билдуқ. буни қобул қилалмидуқ. мунасивәтлик органлиримиз мәйдани ениқ һалда сөһбәтлирини давамлаштурди. әнглийә баш вәзири һөрмәтлик борис җонсон бу ишқа көңүл бөлди. дәсләптә мәсилиниң һәл болғанлиқини билдүрди. наһайити әпсуски ахирқи минутта, бизгә шотландийә тәрәпниң қийинчилиқ туғдурғанлиқини ейтти. тәләплиримиз орунланмиған болғачқа, бизму гласговға бериштин ваз кәчтуқ. бу пәқәт бизниң бихәтәрликимизгә мунасивәтлик болупла қалмай, бәлки йәнә дөлитимизниң йүз-абруйиға мунасивәтлик мәсилә иди. биз хәлқимизниң йүз-абруйини қоғдашқа мәсул. һечқандақ йәрдә дөлитимизниң иззәт-һөрмитигә зийан селишқа рухсәт қилалмаймиз. техиму адил дунйани, пәқәт баравәрликни тәшәббус қилидиған қараш билән қуралайдиғанлиқимизни йәнә бир қетим мушундақ көрсәткән болдуқ» дәп җаваб бәрди.

у һазир клинкилиқ синақ басқучида туруватқан вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси түрковак тәстиқланғанда, түрк хәлқи билән бирликтә инсанийәтниң пайдилинишиға сунидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر