түркийә хитайниң хәвпсизлик кеңишидики әйибләшлиригә қаттиқ инкас қайтурди

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили фәридун синирлиоғлу, хитайниң б д т да турушлуқ даимий вәкили гең шуаңниң әйибләшлиригә қаттиқ инкас қайтурди.

1726233
түркийә хитайниң хәвпсизлик кеңишидики әйибләшлиригә қаттиқ инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили фәридун синирлиоғлу, түркийәни «сүрийәдә кишилик һоқуқ қануниға риайә қилиш»қа чақирған хитайниң б д т дики даимий вәкилигә инкас қайтуруп: «биз хәлқара кишилик һоқуқ қанунини вә исаний һоқуқни дәпсәндә қилғучилардин савақ алмаймиз» деди.

хитайниң б д т да турушлуқ даимий вәкили гең шуаң, б д т хәвпсизлик кеңишиниң сүрийәгә мунасивәтлик йиғинида, түркийәни фират дәрйасиниң сүйиниң азлап кетиши билән аллок су билән тәминләш орнидики су тохтап кетиш әһвалиниң җавабкари дәп көрсәтти, һәмдә сүрийәниң шәрқий шималини ишғал қиливелиш билән әйиблигән түркийәни хәлқара кишилик һоқуққа риайә қилишқа чақирди.

түркийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили баш әлчи фәридун синирлиоғлу, гең шуаңниң әйиблишигә инкас қайтуруп: «биз хәлқара кишилик һоқуқ қануни вә инсаний һоқуқни дәпсәндә қилғучилардин савақ алмаймиз» деди.

аллок су билән тәминләш орнидики сақлиниватқан мәсилиләрниң сәвәбиниң б д т баш катипиниң доклатида байан қилинғанлиқиға ишарәт қилған баш әлчи синирлиоғлу, террорлуқ тәшкилати п к к / й п г билән сүрийә һакимийитиниң бу мәсилини өзлириниң пиланлириға хизмәт қилдуруш үчүн суйиистемал қилғанлиқини әскәртти.

у, п к к / й п г ниң районни муқимсизлаштуруватқан асаслиқ амил икәнликини, униң пуқралар вә түркийәгә һуҗум қиливатқанлиқини тәкитләп, буниңдин икки һәптә илгири афринда йүз бәргән бомба һуҗумида 6 пуқраниң қаза қилғанлиқини қәйт қилди.

баш әлчи синирлиоғлу, п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң ирақтики сүрийәлик әзидиләрниң вә сүрийәлик курдларниң йуртлириға қайтишиғиму тосқунлуқ қиливатқанлиқини тәкитлиди.

п к к / й п г һуҗумлириниң пәқәт сүрийә биләнла чәклинип қалмайдиғанлиқини тилға алған синирлиоғлу, террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдики мәвҗутлуқидин түркийәни зәрбә обйекти қилиш үчүн пайдилиниватқанлиқини билдүрди.

өткән һәптә б д т да түркийәни өз ичигә алған 43 дөләтниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп бирләшмә байанат елан қилишидин кейин, хитайниң б д т хәвпсизлик кеңишидә тиғ учини түркийәгә қаритиши кишиләрниң диққитини қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر