қизғуч сериқ рәңлик категорийәдики террорчи тәслим болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан вә қизғуч сериқ рәңлик категорийәдин орун алған бир террорчи дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

1726226
қизғуч сериқ рәңлик категорийәдики террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, министирлиқниң һәмкарлиқи астида, қораллиқ сақчи қисим баш қоманданлиқ иштаби вә җамаәт хәвпсизлики баш идариси тәрипидин елип бериливатқан қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан бир террорчи, бүгүн дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған.

байанатта тәкитлинишичә, тәслим болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби террорчиниң, 2010 – йили террорлуқ тәшкилатиниң сепигә қетилғанлиқи, террорлуқ һәрикәтлирини елип бериш җинайити билән әйиблинип, «тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимлики» дики қизғуч сериқ рәңлик категорийәдин орун алғанлиқи вә ирақта паалийәт елип барғанлиқи ениқлап чиқилған.

байанатта, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, 2021 – йили дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби террорчилири саниниң 167 гә йәткәнлики тәкитләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر