әрдоған әзәрбәйҗанға йүрүп кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бир күнлүк хизмәт зийаритидә болуш үчүн әзәрбәйҗанға йүрүп кәтти.

1725016
әрдоған әзәрбәйҗанға йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тәклипигә биинаән, әтигән тәрәпләрдә әнқәрә әсәнбоға айродурумидин әзәрбәйҗанға йүрүп кәткән җумһур рәис әрдоғанға зийаритидә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, қатнаш вә қурулуш ишлири министири адил қараисмаилоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, муһит асраш вә шәһәр – базарлаштуруш министири мурат қурум, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқлар һәмраһ болди.

игилинишичә, җумһур рәис әрдоған, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән бирликтә, вәтән уруши нәтиҗисидә ишғалдин азад қилинған фузулидики қурулуши йеқинда пүткән хәлқара айродурумниң ечилишиға, һәмдә районда йасалған таш йолини вә зәнгиланда түркийәниңму төһпилири арқилиқ бәрпа қилинидиған әқиллиқ йеза игилик райони қурулушини ишқа кириштүрүш мурасимлириға қатнишидикән.

җумһур рәис әрдоғанниң зийарити даирисидә, түркийә – әзәрбәйҗан мунасивәтлири көздин кәчүрүлидикән, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидикән.

учришишларда, икки дөләт мунасивәтлиридин сирт йәнә, күндилик, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулуши мөлчәрләнмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر