ташқи ишлар министирлиқи: түркийә ислам дүшмәнликигә қарши  күрәшкә башламчилиқ қиливатиду

муавин дипломатийә министири йавуз селим қиран түркийәниң ислам дүшмәнликигә вә һәр хил айримчилиққа қарши  күрәшкә башламчилиқ қиливатқанлиқини ейтти.

1722913
ташқи ишлар министирлиқи: түркийә ислам дүшмәнликигә қарши  күрәшкә башламчилиқ қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: қиран,  2021 – йиллиқ «< TRT World > мунбири» тор йиғининиң, «ириқчилиқ, мәдәнийәт урушлири вә йәр шари характерлик сийасәтниң қутуплишиши» олтурушида қилған сөзидә, хәлқчил сийасийонлар вә таратқуларниң, ихтийари йаки ихтийарсиз һалда айримчилиқ вә ирқчилиқни әвҗ алдуруватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «җуғрапийәмиздики вә башқа районлардики қутуплишиш әһваллирини әндишә ичидә көзитиватимиз.»

ислам дүшмәнликиниң, бүгүнки күндики әң көп көзгә челиқидиған ирқчилиқ вә чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш аламәтлириниң бири икәнликини әскәрткән қиран, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә йавропа кеңишиниң доклатлириниң, ислам дүшмәнликиниң дунйа миқйасида кәң даирилик бир тәһдиткә айланғанлиқини испатлап бәргәнликини тәкитләп мундақ деди: «ислам дүшмәнлики болупму йавропада йеқиндин буйан барғансери әвҗ елип квтиватиду.»

мусулманларға қарши сөзләрниң, йавропа еңи вә йавропаниң мусулманлар дунйаси билән болған мунасивәтлиригә зийан йәткүзүватқанлиқини байан қилған қиран, түркийәниң ислам дүшмәнлики вә ирқчилиққа қарши туруш күришиниң, чәт әлләрдики 6 милйон 500 миң пуқрасиға биваситә тәсир көрситиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «йавропа кеңиши, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қармиқидики ислам дүшмәнлики вә башқа һәр түрлүк айримчилиққа қарши  күрәшкә башламчилиқ қиливатимиз.»

у йәнә, қутуплишиш вә айримчилиқни әвҗ алдурувәткән тәһдитләргә әмди сәл қарашқа болмайдиғанлиқини, дәрвәқә, бу тәһдитләрниң һәм дөләт  һәм хәлқара сәвийәдә җиддий һәрикәт қоллинишни тәқәзза қилидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر