әрдоған африқа зийаритиниң ахирқи бекити нигерийәдә зийарәттә болмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған африқа зийаритиниң ахирқи бекити нигерийәдә рәсмий мурасим билән күтүвелинди.

1722443
әрдоған африқа зийаритиниң ахирқи бекити нигерийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған ангола вә тогодики зийарәтлирини ахирлаштуруп бүгүн кечә нигерийәниң пайтәхти абуҗаға йетип барди.

җумһур рәис әрдоған абуҗа хәлқара айродурумида нигерийә ташқи ишлар министири геоферй онвеама, федератсийә пайтәхт райони башлиқи муһәммәд муса бәллу, нигерийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси исмаил йусуф абба вә түркийәниң абуҗада турушлуқ баш әлчиси һидайәт байрақтар қатарлиқлар тәрипидин қарши елинди.

пирезидентлиқ мәһкимисигә йетип барған әрдоған нигерийә пирезиденти муһәммәд бухарий тәрипидин рәсмий мурасим өткүзүп күтүвелинди. арқидин әрдоған билән бухарий айрим учришиш өткүзди.

айрим вә һәйәтләрара учришишлар ахирлашқандин кейин, икки дөләт оттурисида бир қатар келишимләр имзалиниду, арқидин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлиду.

җумһур рәис әрдоғанниң нигерийә пирезиденти тәрипидин шәрипигә берилидиған рәсмий чүшлүк зийапәткә иштирак қилиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر