әрдоған: мудапиә санаити саһәсидики имканийәтлиримизни нигерийә билән ортақлишшиқа тәййармиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң мудапиә санаити саһәсидики имканийәтлирини нигерийә билән ортақилишишқа тәййар икәнликини ейтти.

1722563
әрдоған: мудапиә санаити саһәсидики имканийәтлиримизни нигерийә билән ортақлишшиқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған африқа дөләтлири (ангола, того, нигерийә) зийаритиниң ахирқи бекити болған нигерийәниң пайтәхти абуҗада нигерийә пирезиденти муһәммәд бухарий билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

әрдоған бухарий билән өткүзгән учришишида, түркийә – нигерийә мунасивәтлирини толуқ көздин кәчүрүп, уни барлиқ саһәләрдә тәрәққий қилдурушниң йоллири үстидә пикир алмаштурғанлиқлирини ейтти.

түркийә – африқа мунасивәтлирини тәрәққий қилдурғанлиқлирини билдүргән әрдоған: «африқадики әлчиханилиримизниң сани 43 кә йәтти. 21 – 22 – өктәбирдә 3 – нөвәтлик түркийә – африқа сода – иқтисад мунбири йиғинини истанбулда ачимиз. арқидин 17 -, 18 – декабир күнлири йәнә истанбулда 3 – нөвәтлик түркийә – африқа шериклик мунасивити башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилимиз» деди.

нигерийәлик нурғун йашларниң түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийити университетлирида оқуп, түркийә оқуш пули мукапатидин бәһримән болғанлиқидин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини тәкитлигән әрдоған: «мудапиә санаити вә хәвпсизлик саһәлиридә дунйа миқйасида йуқири баһаға еришкән, имканийәт вә иқтидаримизни нигерийә билән ортақлишишқа тәййармиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң терроризмға қарши күрәшкә болған сәзгүрлүкиниң нигерийә даирилири тәрипидин нәзәргә елинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тилға алған әрдоған: «түркийәдә узун йиллардин буйан п к к, п й д, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (фәтө), даеш қатарлиқ нурғун террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрүш қилдуқ. 2016 – йили 15 – ийулдики қәбиһ һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң җавабкари фәтөниң нигерийәдә елип бериватқан қанунсиз паалийәтлири тоғрисида нигерийә даирлиригә тегишлик учурларни беришни давамлаштуримиз» деди.

нигерийә пирезиденти муһәммәд бухарийму сөзидә «енергийә, мудапиә санаити, канчилиқ вә һидрокарбон саһәлиридә келишимләрни имзалидуқ. бу келишимниң әң қисқа вақит ичидә иҗра қилинишини  үмид қилимиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر