октай, гүл вә сойлу баш әлчиләргә наразилиқ билдүрди

муавин җумһур рәис  фуат октай, әдлийә министири абдулһамит гүл вә ички ишлар министири сулайман сойлу  түркийәдә вәзипә өтәватқан 10 баш әлчиниң байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1721652
октай, гүл вә сойлу баш әлчиләргә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис  фуат октай, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, пайтәхт әнқәрәдә вәзипә өтәватқан 10 баш әлчиниң, карханичи осман қаваланиң сотлинишиға даир байанатиға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «өзлири вәзипә өтәватқан дөләтниң мустәқиллиқиға садиқ болуш мәҗбурийити бар вә <әдлийәниң мустәқиллиқи> тоғрисида байанат елан қилған бәзи дөләтләрниң баш әлчилири һәддидин ешип,  <сийасәтниң әдлийә органлириға арилишиш> ни тәләп қилипту. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, түркийәдә әдлийә органлири мустәқилдур, түркийәму пүтүнләй мустәқил бир дөләттур, әдлийә ишлириға арилишишни арзу қилидиғанлар, бу арзулирини өз дөләтлиридә ишқа ашурушни давамлаштурса болиду.»

әдлийә министири абдулһамит гүл, дипломатларниң өзлири қобул қилинған дөләтниң қануниға һөрмәт қилиш мәҗбурийити барлиқини тәкитләп мундақ деди: «асасий қанунимизға асасән, сот мәһкимилииримизгә тәвсийә вә тәклиптә болуш һәрқандақ бир баш әлчиниң һәдди әмәстур, қанунниң үстүнлүкигә көләңгә  чүшүргиниму дәл мушу һәддидин ешиш һәм һәддини билмәсликтур.»

ички ишлар министири сулайман сойлу, түркийә җумһурийитиниң демократик қанун дөлити икәнликини тәкитләп мундақ деди: «баш әлчиләрниң, сот ишлири давамлишиватқан бир әдлийә оргиниға тәвсийә вә тәклиптә болушини қобул қилғили болмайду, и баш әлчиләр! шуни билишиңлар керәкки, силәрниң тәвсийә вә вә тәклипиңлар өзүңларниң қанун вә демократийә еңиңларға  көләңгә чүшүрмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر