һиндонезийә ташқи ишлар министири түркийәни зийарәт қилиду

һиндонезийә ташқи ишлар министири ренто марсуди 11-13-өктәбир күнлири түркийәдә зийарәттә болиду.

1717761
һиндонезийә ташқи ишлар министири түркийәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи һиндонезийә ташқи ишлар министири ренто марсудиниң 2021-йили 11-өктәбирдин 13-өктәбиргичә түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «һиндонезийә ташқи ишлар министириниң дөлитимизгә қилидиған тунҗи зийаритидә, икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа, районлуқ вә хәлқаралиқ йеңи мәсилиләр музакирә қилиниду» дейилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر