чавушоғлу пакистан ташқи ишлар министири билән телефонлашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пакистан дипломатийә министири шаһ мәһмуд қурәйши билән телефонда көрүшти.

1715989
чавушоғлу пакистан ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ташқи ишлар министиримиз мәвлүт чавушоғлу, пакистан дипломатийә министири шаһ мәһмуд қурәйши билән телефонда көрүшүп, пакистанниң җәнубидики белуҗистан районида бүгүн әтигән йүз бәргән йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди, һәмдә еһтийаҗ туғулған тәқдирдә, йардәмгә тәййар икәнликимизни байан қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر