чавушоғлу: татар хәлқи түркийә билән полша оттурисидики муһим достлуқ көврүки

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу полшадики рәсмий зийарити җәрйанида, татар хәлқиниң түркийә билән полша оттурисидики муһим достлуқ көврүки икәнликини ейтти.

1714526
чавушоғлу: татар хәлқи түркийә билән полша оттурисидики муһим достлуқ көврүки

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу пайтәхт варшавадики учришишлири даирисидә, татар хәлқигә вәкиллик қилидиған полша мусулманлириниң диний идариси башлиқи томасз мискивич вә мудирийәт әзалири билән көрүшти.

мәвлут чавушоғлу полша-түрк сода санаәтчиләр җәмийити, түркийә мәдәнийәт вә иттипақлиқ җәмийити әзалири вә пәхрий консулослири биләнму учришиш өткүзгән йиғинда, «чәтәлдики пуқралиримизни вә сода санаәтчилиримизни һәр даим қоллап - қуввәтләймиз, уларниң мувәппәқийәтлиридин пәхирлинимиз» деди.

мәвлут чавушоғлу полша билән болған мунасивәтләрниң һәр саһәдә тәрәққий қиливатқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر