ақар америка вә филиппин мудапиә министирлири билән телефонлашти

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар америка дөләт мудапиә министири лойд җеймис остин билән телефонлашти.

1713610
ақар америка вә филиппин мудапиә министирлири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, ақар билән остинниң телефон сөһбитидә икки тәрәп мунасивәтлири, районға алақидар мәсилиләр, һәмдә мудапиә вә бихәтәрлик һәмкарлиқи тоғрисида пикир алмаштурулғанлиқини, икки министирниң техиму қойуқ һәмкарлиқ вә өзара маслишиш арқилиқ икки дөләт оттурисидики һәрбий мунасивәтни күчәйтишниң муһимлиқини тәкитлигәнликини уқтурди.

хулуси ақар йәнә филиппин дөләт мудапиә министири делфин н.лорензана биләнму телефонлишип, икки дөләт мунасивәтлири, районға алақидар мәсилиләр, шундақла мудапиә санаити һәмкарлиқи тоғрисида сөзләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر