сүрийәниң шималида икки террорчи уҗуқтурулди
сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, түркийә армийәсиниң рәзил нийәтлирини ишқа ашуруш үчүн вәқә пәйда қилиш пиланлирини түзүватқан террорчиларни йоқитишни давамлаштуруватқанлиқини уқтурди.
байанатта, бири сүрийәниң тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районида, йәнә бири фират қалқини һәрбий һәрикити районида болуп, һуҗум қилишқа тәййарлиниватқан п к к / й п г әзаси икки террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи қәйт қилинди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.