ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к мәнсуби 7 террорчи бир тәрәп қилинди.

1702439
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә  дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики гара райониға һава һуҗуми елип берип, террорчиларға әҗәллик зәрбә бәргәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «терроризмға қарши кәскин күрәш қиливатқан қораллиқ қисимлиримиз, ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә бәрди, бу даиридә гара райониға қилинған һава һуҗуми давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к мәнсуби 7 террорчи бир тәрәп қилинди, җүмлидин, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш айаллар ишлири мәсуллири, академик паалийәтләр мәсули, суйиқәст ишлири мәсул вә ташқи ишлар  мәсули бир тәрәп қилинди, террорчиларни увилирида тепип, йәр билән йәксан қилишни изчил давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر