2 – басқучлуқ түркийә – мисир сийасий мәслиһәт кеңиши йиғини әнқәрәдә ишқа ашурулиду

түркийә билән мисир оттурисидики 2 – басқучлуқ сийасий мәслиһәт кеңиши йиғини 7 – 8 – сентәбир күнлири пайтәхт әнқәрәдә чақирилиду.

1700231
2 – басқучлуқ түркийә – мисир сийасий мәслиһәт кеңиши йиғини әнқәрәдә ишқа ашурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә,  түркийә билән мисир оттурисидики 2 – басқучлуқ сийасий мәслиһәт кеңиши йиғини, түркийә муавин ташқи ишлар министири, баш әлчи сәдат өнал билән мисир муавин ташқи ишлар министири, баш әлчи һамди лоза башчилиқидики һәйәтләр оттурисида 7 – 8 – сентәбир күнлири пайтәхт әнқәрәдә ишқа ашурулидикән.

йиғинда, түркийә – мисир мунасивәтлири вә районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر