җумһур рәис әрдоған қаратағда

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған боснийә-гиртисговена зийаритини ахирлаштурғандин кейин қаратағқа йетип барди.

1698888
җумһур рәис әрдоған қаратағда

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн боснийә-гертсеговинадики зийаритидин тамамлиғандин кейин, бүгүн қаратағқа қарап йолға чиққан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни, подгоритса айродурумида, қаратағ муавин баш министири диритан абазович,  қаратағниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси периса кастратович, дөләтлик рәсмийәт ишлири мәсули симон паонич, қаратағ муавин пирезидентиниң алаһидә мәслиһәтчиси миодраг радович вә түркийәниң подгорика баш әлчиси сонгүл озан вә әлчихана хадимлири қарши алди.

қаратағ пирезиденти мило җукановичниң тәклипигә бинаән елип берилған бу зийарәттә, әрдоғанға, рәпиқиси әминә әрдоған, сода министири мәһмәт муш, мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқлар һәмраһ болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر