ақар: түркийә әскәрлириниң афғанистандин чекиниш басқучини қисқа вақит ичидә тамамлаймиз

дөләт мудапиә министири һулуси ақар түркийә әскәрлирини афғанистандин тарқақлаштуруш паалийәтлирини әң қисқа вақит ичидә тамамлашни нишан қиливатқанлиқлирини ейтти.

1697661
ақар: түркийә әскәрлириниң афғанистандин чекиниш басқучини қисқа вақит ичидә тамамлаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: министир ақар, түркийә әскәрлирини афғанистандин тарқақлаштуруш паалийәтлиригә алақидар соалларға җаваб бәргәндә, афғанистанда тапшурулған вәзиписини мувәппәқийәтлик ада қилған шан – шәрәплик түркийә әскәрлирини тарқақлаштуруш паалийәтлириниң башланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «кабул айродурумидики пәвқуладдә зичлиқ вә шәрт - шараитларға қаримай, түркийә қораллиқ қисим хадимлири пиланниң нуқсансиз вә толуқ иҗра қилиниши үчүн пүтүн күчи билән наһайити зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә,  паалийәтлиримизни қоллиғанлиқи үчүн, дост вә қериндаш  пакистан вә таҗикистанға, һәмдә биз районда  һәмкарлиқ орнитиватқан иттипақдашлиримизға миннәтдарлиқ билдүримиз,  паалийәтлиримиз, ташқи ишлар министирлиқи вә алақидар тармақларниң һәрикәтлири билән мас қәдәмдә, мәвҗут пиланлиримиз даирисидә үзлүксиз давамлашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر