чавушоғлу әнглийә ташқи ишлар  вәзири билән телефонлашти

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб билән телефонда көрүшти.

1697879
чавушоғлу әнглийә ташқи ишлар  вәзири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу билән әнглийә ташқи ишлар  вәзири доминик раабниң телефон сөһбитидә, афғанистанниң нөвәттики вәзийити вә түркийә – әнглийә мунасивәтлири һәққидә музакириләр елип берилған.

финландийә ташқи ишлар министири пекка һаависто биләнму телефонда көрүшкән чавушоғлу, униң биләнму афғанистандики йеқинқи өзгиришләр һәққидә музакирә елип барди.

чавушоғлу йәнә, иранниң йеңи ташқи ишлар министири һүсәйин емирабдуллаһийан биләнму телефонда көрүшүп, униң дипломатийә министири болғанлиқини тәбриклигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر