әрдоған: түркийә нурғун саһәдә санақлиқ дөләтләрдин биригә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирини өз ичигә алған нурғун саһәдә дунйа бойичә санақлиқ дөләт мудапиәси санаити мәһсулатлирини ишләпчиқарғучи вә екиспорт қилғучи дөләтләрдин биригә айланғанлиқини ейтти.

1696515
әрдоған: түркийә нурғун саһәдә санақлиқ дөләтләрдин биригә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири рәҗәп таййип әрдоған, пайтәхт әнқәрәдә чақирилған  партийәсиниң вилайәтлик мәсуллири кеңәйтилгән йиғинида қилған сөзидә, мундақ деди: «қизил рәқәмни 2019-йили ешинча һаләткә айландурдуқ, пат йеқинда охшаш әһвални көримиз, мәркәз банкимизниң записи нөвәттә 109 милйард доллар сәвийәсидә болуп, басқучи тамамланған сода ишлири арқилиқ алдимиздики күнләрдә 115 милйард доллардин ешип кетиду, йәрлик аптомобилимизниң ишләпчиқириш басқучи пилан бойичә давамлишиватиду, худайим буйриса, 2023 – йили өзимизниң аптомобилимизни йолларда көримиз, түркийә учқучисиз һава аппаратлирини өз ичигә алған нурғун саһәдә дунйа бойичә санақлиқ дөләт мудапиәси санаити мәһсулатлирини ишләпчиқарғучи вә екиспорт қилғучи дөләтләрдин биригә айланди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر