әплисин рәңлик тутуш тизимликидә орун алған террорчи истанбулда назарәткә елинди

террорлуқтин тутус буйриқи чиқирилғанлар арисида, әплисин рәңлик тизимликтә орун алған, ​​код исми роди чәвлик вә әсли исми сонуч гүрдәгир йошурунған йеридин назарәткә елинди.

1696118
әплисин рәңлик тутуш тизимликидә орун алған террорчи истанбулда назарәткә елинди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, истанбул вилайәтлик сақчи идариси истихбарат башқармисиниң маслишиши билән бингөл вә истанбул сақчи тармақлири тәрипидин елип берилған тәкшүрүштә, бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң аталмиш ​​әрзурум өлкиси мәсули шундақла террорлуқтин тутус буйриқи чиқирилғанлар арисида, әплисин рәңлик тизимликтә орун алған, ​​код исми роди чәвлик вә әсли исми сонуч гүрдәгирниң истанбул аташәһирдә йошурунған адриси ениқланған.

әтигән сәһәрдә елип берилған һәрикәттә назарәткә елинған террорчи гүрдәгирниң 11 хил айрим айрим җинайәт архипи барлиқи билдүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر