чавушоғлу пакистан вә сириланка ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмуд қурәйши вә сириланка ташқи ишлар министири гамини лакшман пейрис билән телефонда көрүшти.

1695023
чавушоғлу пакистан вә сириланка ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, мәвлүт чавушоғлуниң пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмуд қурәйши билән афғанистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә музакирә елип барған телефон сөһбитидә, чавушоғлу, афғанистандин түркийәгә қайтмақчи болған түркийә пуқралириға йардәм бәргәнлики үчүн қурәйшиға рәһмәт ейтқан.

буниңдин башқа йәнә, чавушоғлу сириланканиң йеңи ташқи ишлар министири сүпитидә вәзипигә тәйинләнгән гамини лакшман пейрисқа телефон қилип, тәбрик вә йахши тиләклирини йәткүзгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر