октай: аралда  һоқуқта баравәр 2 хәлқ, 2 дөләт бар

муавин җумһур рәис фуат октай қибрис арилида һоқуқта баравәр 2 хәлқ вә 2 дөләт барлиқини ейтти.

1693215
октай: аралда  һоқуқта баравәр 2 хәлқ, 2 дөләт бар

түркийә авази радийоси хәвири: октай, шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири әрсан танәрни истанбулдики җумһур рәислик мәһкимиси долмабаһчә сарийидики ишханисида қобул қилғанда қилған сөзидә, мундақ деди: «қибрисниң дипломатийә сийаситимиздә, қибрис түрклириниңму қәлбимиздә айрим орунға игә икәнликини һәрдаим тәкитләп кетливатимиз, лекин, бизниң бу иҗабий қаришимиз, толиму әпсуски, һечқачан қибрис рум тәрипидин тегишлик җавабқа еришәлмиди, қибрис түрклириниң бикарға аваричилиқ билән исрап қиливетидиған йәнә 50 йил вақти йоқтур, биз буни қайта-қайта байан қилдуқ, бүгүнму байан қиливатимиз, бүгүн қибрис арилида һоқуқта баравәр 2 хәлқ, игилик һоқуқлуқ вә мустәқил икки дөләт бардур.»

түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийити даирилириниң марашта ташлаватқан қәдәмлири вә буниңдин кейинки пиланлириниму охшаш аңға асасән қоллаватқанлиқлирини ейтқан октай, мундақ дәп көрсәтти: «марашниң ечиветилиши тамамән хәлқара қанунға уйғун шәкилдә ташланған қәдәмләргә асаслинидиған болуп, шималий қибрис түрк җумһурийити даирилири йеңи һәқсизлиқларниң йаритилишини әмәс, әксичә мәвҗут һәқсизлиқларни бир тәрәп қилишни нишан қилмақта.»

түркийәниң шәрқий ақдеңизда елип бериватқан гидрокарбон қидирип тәкшүрүш паалийәтлири тоғрилиқму тохталған октай, мундақ деди: «түркийәниң вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң ташлаватқан қәдәмлирини иғвагәрлик сүпитидә тәқдим қилишқа урунуватқанларға шундақ хитаб қилимәнки, түркийә һәм өз матрик суписида өзиниң һәқ – һоқуқлирини, һәмдә қибрис арилидики һоқуқта баравәр вә игилик һоқуқлуқ қибрис түрклириниң қануний һәқ – һоқуқлири вә мәнпәәтлирини қоғдаш ирадисиниң қәтийликини пүткүл җаһанға намайән қилди, бу ирадә һазирму күчкә игә.»

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири әрсан танәр ,мундақ деди: «ақдеңизда <мави вәтән> дәп аталған районда, түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийити тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлирини тохтавсиз давамлаштуриду, түркийә йенимиздила болидикән, бизниң шәрқий ақдеңизда тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлиримизгә һечким тосқунлуқ қилалмайду, дәрвәқә, қибрис түрклириниң йәнә 50 йил исрап қиливетидиған вақти йоқтур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر