ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов билән көрүшти.

1693044
ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар,  15 – нөвәтлик хәлқара мудапиә саанити йәрмәнкиси (IDEF’21) даирисидә, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов  билән көрүшти.

учришишта, икки тәрәп мунасивәтлири, районлуқ мудапиә, бихәтәрлик вә мудапиә санаитидә һәмкарлиқ мәсилилири һәққидә өзара пикир алмаштурулди.

әрменийә тәрипидин йеқинқи мәзгилдә әзәрбәйҗанниң чегра линийәсидики таҗавузчилиқ, иғвагәрлик вә һуҗум қатарлиқ қилмишлри тоғрилиқму музакирә елип берилған учришишта, ақар, түркийәниң һәққаний давасида әзәрбәйҗанлиқ қериндашлириниң йенида болушни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر