шималий ирақта бир әскәр шеһит болди

ирақниң шималидики «пәнчә – чақмақ һәрбий һәрикити» районида бир әскәр шеһит болди...

1691647
шималий ирақта бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шималидики «пәнчә – чақмақ һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилири билән түркийә әскәрлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта бир әскәр шеһит болди, бир әскәр йариланди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, 15 – авғус пәнчә – чақмақ зәрбә бериш һәрикити районида террорчилар билән армийәмиз оттурисида йүз бәргән тоқунушта бир әскәрниң еғир, йәнә бир әскәрниң йеник йариланғанлиқини, еғир йариланған әскәрниң дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болуп кәткәнликини уқтурди.

дөләт мудапиә министирлиқи шеһит әскәр үчүн тәзийә билдүрди, йариланған әскәргә шипалиқ тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر