әрдоған ғени вә рәиси билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған афғанистан пирезиденти әшрәф ғени вә иран пирезиденти ибраһим рәиси билән телефонда көрүшти.

1689679
әрдоған ғени вә рәиси билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, афғанистан пирезиденти әшрәф ғени билән елип барған телефон сөһбитидә,  «афғанистанниң тегишлик тинчлиқ вә муқимлиқни балдуррақ әмәлгә ашуралиши үчүн дост вә қериндаш афғанистан хәлқини давамлиқ қоллайдиғанлиқлирини» билдүрди.

әрдоған, иран пирезиденти ибраһим рәиси билән елип барған телефон сөһбитидә, вәзипә өтәшкә башлиғанлиқи мунасивити билән уни тәбриклиди, һәмдә түркийә – иран мунасивәтлири вә районлуқ һәмкарлиқниң һәр саһәдә техиму күчийидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қәйт қилди.

буниңдин башқа йәнә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, дала от апәтлири мунасивити билән һал сориған афғанистан вә иран рәһбәрлиригә миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر