ақар пакистанға кәтти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн пакистанниң пайтәхти исламабадқа кәтти.

1688612
ақар пакистанға кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, пакистанда дөләт мудапиә министири пәрвәз қаттақ, мудапиә вә ишләпчиқириш ишлири министири зубәйдә җалал вә қуруқлуқ армийә қомандани қәмәр баҗва қатарлиқлар билән көрүшиду.

учришишларда, икки дөләт оттурисидики һәрбий, бихәтәрлик вә мудапиә санаити саһәлиридики һәмкарлиқ мәсилилири һәққидә музакирә елип берилиши күтүлмәктә. шундақла, афғанистанниң нөвәттики вәзийити, районлуқ мәсилиләр тоғрилиқму өзара пикир алмаштурулуши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر