ибраһим қалин александер лаврентийеф билән көрүшти

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин пайтәхт әнқәрәдә русийә федератсийәсиниң сүрийә алаһидә вәкили александер лаврентийеф билән көрүшти.

1685233
ибраһим қалин александер лаврентийеф билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси бинасида қалин билән лаврантийеф рийасәтчилик қилған вәкилләр өмәклири учришишида, сүрийәниң нөвәттики вәзийити вә мунасивәтлик сийасий мусапә музакирә қилинди.

идлибтики уруш тохтитишни сақлап қелишниң әһмийити оттуриға қойулған йиғин җәрйанида, келишим сайисида йаритилған муқимлиққа зийан йәткүзидиған иғвагәрчилик һуҗумлириға йол қоймаслиқ керәклики тоғрисида бирдәклик һасил қилинди.

йиғинда , сийасий мусапиниң техиму үнүмлүк елип берилиши вә сүрийәниң тинчлиқи вә муқимлиқини бәрпа қилиш үчүн асасий қанун комитетиниң хизмитини тезлитиш керәклики тәкитләнди.

сүрийәдә тинчлиқ вә муқимлиқ йаритиш үчүн сийасий хизмәтләрниң техиму паал ишлиниши вә асасий қанун комитети хизмәтлириниң сүритини ашурушниң шәрт икәнликигә ишарәт қилинған йиғинда, сүрийәниң земин пүтүнлүкиниң муһапизәт қилиниши вә п й д/й п г/п к к билән даеш қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши паал күрәш қилишниң зөрүрлүки қәйт қилинди.

сүрийәдики инсанпәрвәрлик кризисини пәсәйтиш үчүн ортақ тәдбир қоллинишниң муһимлиқи тәкитләнгән йиғинда, бу арқа көрүнүштә, сүрийәгә инсанпәрвәрлик йардими беришниң давамлишишиға капаләтлик қилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2585 номурлуқ қарариниң наһайити мувапиқ бир қарар икәнликигә ишарәт қилинди вә тәрәпләрниң бу қарардин мәмнун икәнлики тилға елип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر