түркийә гиретсийәгә нота тапшурди

түркийә әдирнәдә түркийә пуқрасиниң гиретсийә тәрипидин оқ чиқирилип өлтүрүлүши сәвәблик гиретсийәгә нота тапшурди.

1683590
түркийә гиретсийәгә нота тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: чегра шәһири әдирнәдә түнүгүн саәт 19.20 әтрапида гиретсийә тәрипидин пуқрачә кийингән киши йаки кишиләрниң оқ чиқириши сәвәбидин бир түркийә пуқраси қаза қилғаниди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, гиретсийәниң әнқәрә әлчиханисиниң мәслиһәтчиси вәқә тоғрулуқ министирлиққа чақиртилған, униңға түркийәниң наразилиқини өз ичигә алған нота тапшурулған, һәмдә униңға түркийәниң қаттиқ наразилиқини қозғиған бу вәқәниң тәкшүрүлүп, нәтиҗиси һәққидә түркийә тәрәпкә мәлумат берилиши, қатил йаки қатилларниң тутулуп, җазаландурулуши, бундақ вәқәләрниң тәкрарлишиниң алдини елиш үчүн тегишлик тәдбир қоллинилиши тәләп қилинған.

буниңдин башқа йәнә, мәслиһәтчигә, вәқәдә зийанға учриғулар вә уларниң аилә тавабиатлириниң төләм төлитиш һоқуқиниң барлиқи билдүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر