«көктүрк» сүний һәмраһлири орман от апити көрүнүшлирини синға алди
түркийәниң йуқири ениқлиқтики миллий разведка сүний һәмраһи «көктүрк – 1» вә «көктүрк – 2» анталйаниң манавгат вә муғланиң мармарис наһийәлиридики орман от апәтлири көрүнүшлирини синға алди.
1683524

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тарқатқан сүний һәмраһ фото сүрәтлиридә, от апәтлириниң тәпсилати йорутуп берилди.
мәзкур сүний һәмраһ көрүнүшлириниң, от апәтлиригә қарши күрәш қиливатқан министирлиқлар в мунасивәтлик орунларғиму әвәтилгәнлики билдүрүлди.
манавгат вә мармаристики от өчүрүш паалийәтлири давамлашмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийә чилиға тәзийә билдүрди
түркийә ташқи ишлар министирлиқи чилидики орман от апитидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.