түркийә афғанистандики б д т мәркизигә қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң афғанистанниң һират шәһиридики асасий қараргаһиға қаритилип, бир сақчиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған һуҗумни әйиблиди.

1683156
түркийә афғанистандики б д т мәркизигә қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәзийә телеграммиси елан қилип, түркийәниң, бүгүн б д т ниң афғанистанниң һират шәһиридики асасий қараргаһиниң һуҗумға учрап, бир сақчиниң һайатидин айрилиши вә бир қисим кишиләрниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқини уқтуруп: «биз тинчлиқ орнитиш вә афғанистандики инсанпәрвәрлик вәзийитини йахшилашқа тиришиватқан б д т ни зәрбә обйекти қилған бу қәбиһ һуҗумни әйибләймиз. һайатидин айрилған мәмурниң аилисигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға тез шипалиқлар тиләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

б д т афғанистанға йардәм бериш әтритиниң афғанистанниң ғәрбигә җайлашқан һират өлкисидики ишханиси минамйот һуҗумиға учрап бир адәм қаза қилғаниди.

б д т афғанистанға йардәм бериш әтрити, һираттики ишханисниң өктичи гуруппиларниң минамйот һуҗумиға учриғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر