түркийәниң учқучисиз айропилан  саһәсидики утуқлири йапонийә мәтбуатлиридин орун алди

дунйада түркийәниң учқучисиз айропилани (İHA) вә қораллиқ учқучисиз айропилани (SİHA) ниң утуқлири шундақла түркийәниң 2020-йилдики район характерлиқ мәсилиләрдә ойниған үнүмлүк роли қиззиқ тема болмақта.

1682688
түркийәниң учқучисиз айропилан  саһәсидики утуқлири йапонийә мәтбуатлиридин орун алди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә медйа оргини «никкей» байқар мудапиә ширкити алдинқи һәптә тонуштурған учқучисиз күрәшчи айропилан системиси «MIUS» ниң мувәппәқийити һәққидә бир мақалә елан қилди.

мақалидә түркийәниң учқучисиз айропиланлирини өз ичигә алған мудапиә саһәсидики мувәппәқийәтлири чүшәндүрүлди вә тоқунушларда қораллиқ учқучисиз айропилани (SİHA) ларниң ойниған роли алаһидә тәкитләнди.

мақалидә йәнә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң сабиқ җуғрапийәлик сийасәт мәслиһәтчиси ричард отзен тәрипидин мушу ай йезилған бир докллатқиму орун аҗритилди.

ричард отзен доклатта, 2020-йилиниң түркийәниң күч - қудрити җәһәттә бурулуш нуқтиси болғанлиқини оттуриға қойған иди.

түркийәниң қаттиқ күчини қандақ ишлитәлигәнлики вә бу вәҗидин түркийәни чоң күч сүпитидә қобул қилиш керәкликини оттуриға қойған ричард отзен, «түркийә иқтисадий вә һәрбий күчтинму бәкрәк һәрикәт қилиш иқтидари йуқири бир күч» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر