«пәнчә һәрикити» районида икки әскәр шеһит болди

түркийә армийәсиниң шималий ирақтики «пәнчә һәрикити» районида елип барған һәрбий һәрикитидә чиққан тоқунушларда, икки әскәр шеһит болди.

1681334
«пәнчә һәрикити» районида икки әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи «пәнчә һәрикити» районида икки әскәрниң шеһит болғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, ирақниң шималидики һакурк районида чарлаш елип бериливатқанда, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалири билән тоқунуш чиққанлиқи вә икки әскәрниң шеһит болғанлиқи қәйт қилинди.

чиққан тоқунушларда йәнә бир әскәрниң йариланғанлиқи вә дәрһал дохтурханиға әвәтилгәнлики әскәртилгән байанатта, бир бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң бир әзасиниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر