мустафа шәнтоп әзәрбәйҗан-пакистан-түркийә парламент башлиқлири йиғиниға қатнишиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп әзәрбәйҗан-пакистан-түркийә үч тәрәп парламенти башлиқлири тунҗи нөвәтлик йиғиниға қатнишиш үчүн әтә әзәрбәйҗанға бариду.

1679769
мустафа шәнтоп әзәрбәйҗан-пакистан-түркийә парламент башлиқлири йиғиниға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда өткүзүлидиған йиғин 27-ийул сәйшәнбә күни башлиниду.

йиғинда «баку хитабнамиси» ға имза қойуш мурасими өткүзүлиду.

йиғиндин илгири түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп вә башқа парламент башлиқлири әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән көрүшиду.

мустафа шәнтоп бакуда һәмдә һайдар әлийев мәқбәриси билән шеһитлар бағчисида гүлчәмбирәк қойуш мурасимиға қатниашқандин кейин,  бакудики түрк шеһитгаһлиқини зийарәт қилиду.

мустафа шәнтоп 28-ийул чаршәнбә күни әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән көрүшиду.

мустафа шәнтоп түркийә карханичилири вә аммиви тәшкилат вәкиллири биләнму көрүшкәндин башқа йәнә, пәйшәнбә күни шуша вә фузули шәһәрлирини зийарәт қилғандин кейин түркийәгә қайтиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر