«әрән – 15» һәрбий һәрикити даирисидә террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

«әрән – 15» һәрбий һәрикити даирисидә ағриниң патнос наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш өлкә мәсулиниму өз ичигә алған 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1678768
«әрән – 15» һәрбий һәрикити даирисидә террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, «қартәвин теғи» районида учқучисиз һава аппаратлири билән қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириму йардәм бериватқан һәрбий һәрикәт даирисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш әрзурум өлкиси мәсулиниму өз ичигә алған 3 террорчи қорал – йарағлири билән бирликтә бир тәрәп қилинған. шуниң билән, террорлуқ тәшкилати п к к ниң шәрқий анадолу вә қарадеңиз районлириға йошурунуп кириш тәшәббуслириниң алди елинған.

байанатта тәкитлинишичә, террорлуқ һуҗуми елип бериш йолида издиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к террорчилириға зәрбә бериш һәрикәтлири изчил давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر