түркийә F-16 лири полшада вәзипә иҗра қилди

түркийәниң F-16 типлиқ уруш айропиланлири шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато вәзиписини ада қилиш үчүн туруватқан полшада тунҗи агаһландуруш сигнали бериш вәзиписини иҗра қилди.

1678306
түркийә F-16 лири полшада вәзипә иҗра қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нато илғарлаштурулған һава сақчилири вәзиписини орундаш мәқситидә полшада турутқан түркийә җумһурийити һава армийәсиниң икки данә F-16 уруш айропиланиниң балтиқ деңизи районида тунҗи агаһландуруш сигнали вәзиписини орундиғанлиқи уқтурулди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «натониң илғарлаштурулған сақчи тәшкилати вәзиписини ада қилиш үчүн полшаниң малборк һава армийә базисиға орунлаштурулған икки F-16 уруш айропиланимиз балтиқ деңизи районида тунҗи агаһландуруш сигналини бихәтәр орундиди. айропиланлиримиз тапшурулидиған вәзипиләрни орундашқа һәмишә тәййардур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر