сүрийәдики фират қалқини районида террорлуқ тәшкилатиға зәрбә берилди

сүрийәдә фират қалқини районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ға әза йәттә террорист бир тәрәп қилинди.

1676170
сүрийәдики фират қалқини районида террорлуқ тәшкилатиға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи сүрийә фират қалқини районида террорлуқ тәшкилатиға зәрбә берилгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, террорлуқ тәшкилати башилһайа һәрбий райониға оқ чиқарғанлиқи вә һечқандақ өлүм-йетим көрүлмигән һуҗумдин кейин, түркийә қисимлириниң дәрһал һәрикәткә өткәнлики қәйт қилинди.

байанатта, террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ға қарши йоллуқ мудапиә вә җазалаш бомбардимани қилинғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, тел рифатта байқалған террористларниң нуқтилириниң дәл җайида бомбардиман қилинғанлиқи, кандилдики террорлуқ тәшкилатиниң үч әзаси вә шәйх иса һәмдә айн дакнах районлиридики п к к|й п г нуқтилирида төт террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر