әрбаш диний ишлар идариисиниң 15-ийул роһиға игә чиққанлиқини билдүрди

түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш 15-ийул роһиға игә чиққанлиқлирини билдүрди.

1675603
әрбаш диний ишлар идариисиниң 15-ийул роһиға игә чиққанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш твиттерда һәмбәһирлигән учурида, диний ишлар идарисиниң «динни сүйиистемал қилишқа қарши күрәш» хизмәтлиригә алаһидә орун аҗратти.

у: «диний ишлар идариси болуш сүпитидә, барлиқ хизмәтдашлиримиз билән бирликтә 15-ийул роһиға игә чиқип, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә динни сүйиистемал қилған қурулмиларға қарши хәлқимизниң мәниви һайатиға, муһәммәд әләйһиссаламниң йоли билән һәссә қошушни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر