түркийә тунисқа тиббий иуйумларни йардәм қилди

түркийәниң вухән вируси(Kovid-19)сәвәбидин қийин күнләрни баштин кәчүрүватқан тунисқа, тиббий йардәм буйумлирини тошиған «C-130» типлиқ һәрбий айропилан, картаҗа хәлқара айродурумиға қонди.

1674945
түркийә тунисқа тиббий иуйумларни йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқи билән пайтәхт әнқәрәдин көккә көтүрүлгән тибиий йардәм айропилани тунисқа йетип барди.

тунис пирезидентлиқ мәһкимиси вухән вирусиниң тез тарқилишиға қарши тунисни қоллиған түркийәгә тәшәккүр ейтти.

түркийәниң тунистики әлчиханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, 50 миң ваксина, 30 данә сүний нәпәсләндүрүш үскүниси, 150 йатақлиқ дохтурханиға керәклик оксиген генератори, 100 миң вухән вируси дийагноз үскүниси, 500 миң тиббий маска, 100 миң данә бир қетим ишлитилидиған пәләй қатарлиқ тиббий буйумларниң тунисқа елип келингәнлики қәйт қилинди. байанатта мундақ дейилди:

«дост вә қериндаш дөләтләр болуш сүпитимиз билән, түркийә вә тунис һәр қандақ шараитта иттипақтур. бу һәмкарлиқлар, шерикликимизниң вә икки хәлқ оттурисидики достлуқ асасидин орун алиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر