кувәйт тәхт варисидин әрдоғанға мәдһийә

кувәйт әмириниң вәкили шундақла тәхт вариси шәйх мәшәл әл җабир әл сабаһ җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни мәдһийәлиди.

1674435
кувәйт тәхт варисидин әрдоғанға мәдһийә

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйтниң рәсмий хәвәр агентлиқи «KUNA » ниң хәвиригә асасланғанда, кувәйт әмириниң вәкили шундақла тәхт вариси шәйх мәшәл әл җабир әл сабаһ кувәйттә рәсмий зийарәттә болуватқан түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики һәйәт билән түнүгүн кувәйттики байан сарийида учришиш елип барған.

учришишта  тәхт вариси шаһзадә әл сабаһ кувәйт билән түркийә оттурисидики тарихи мунасивәтләрниң чоңқурлиқини тәкитлигән.

шаһзадә әл сабаһ кувәйтни қоллиғанлиқи үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға рәһмәт ейтип, «әрдоған мәйдани, сөзи вә һәрикити билән җәсур бир адәм. униңға қарита сөйгү вә һөрмитимиз бар» деди.

әл сабаһ 1990-йили ирақ кувәйтни ишғал қилған мәзгилдики түркийәниң тутқан мәйданини  әскәртип, «мәдәнийәт вә хәлқи җәһәттин узун тарихқа игә бу дөләтниң вападар вә садиқ позитсийәдә болуши әҗәблинәрлик әмәс иди. биз миннәтдарлиқимизни тәкрарлаймиз. кувәйт қериндашлири вә достлириниң тутқан мәйданини унтуп қалмайду» деди.

 

әл сабаһ кувәйт билән түркийәниң сийасий, иқтисадий вә сода мунасивәтлири шундақла  бихәтәрлик һәмкарлиқиниң күч - қудрити үстидә тохтилип, «түркийә кувәйтлик сайаһәтчиләргә нисбәтән нуқтилиқ мәнзилигә айланди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر