түркийә билән пакистан һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишкә келишти

түркийә вә пакистан қуруқлуқ армийә қоманданлири һәрбий һәмкарлиқни, болупму мәшиқ вә террорлуққа қарши күрәиштики һәмкарлиқни ашурушта пикир бирлики һасил қилди.

1670405
түркийә билән пакистан һәрбий һәмкарлиқни күчәйтишкә келишти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қуруқлуқ армийә қомандани генерал умит дүндар пакистандики рәсмий зийарити җәрйанида мәнсәпдиши генерал қәмәр җавид баҗва билән көрүшти.

учришишта, икки тәрәп мунасивәтлири музакирә қилинди. генерал умит дүндар билән җавид баҗва икки дөләтниң мудапиә вә бихәтәрлик һәмкарлиқини тәкитлиди.

пакистан қуруқлуқ армийә қомандани пакистанниң түркийә билән болған қериндашлиқ мунасивитигә интайин әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлиди.

дүндар билән баҗва түркийә вә пакистан оттурисидики маарип вә террорлуққа қарши күрәш қатарлиқ һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиш келишими һасил қилди.

генерал қәмәр җавид баҗва ийун ейида түркийәдә зийарәттә болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر