ақар: таҗикистан билән һәмкарлиқимизни чоңқурлаштурушқа тәййармиз

дөләт мудапиә министири хулуси ақар таҗикистан билән дөләт мудапиәси, бихәтәрлик вә мудапиә санаити мәсилилиридә һәмкарлиқни чоңқурлаштурушқа тәййар икәнликлирини билдүрди.

1667861
ақар: таҗикистан билән һәмкарлиқимизни чоңқурлаштурушқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан зийаритини ахирлаштурғандин кейин, дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбәгә йетип барған дөләт мудапиә министири хулуси ақар, таҗикистан дөләт мудапиә министирлиқида министир шерәли мирзо тәрипидин қарши елинди.

ақар билән мирзо алди билән айрим көрүшти, андин һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилди.

учришиш һарписида бәргән байанатида, таҗикистанни «қериндаш вә уруқ - туғқан вәтән» дәп атиған ақар, таҗикистанниң түркийәниң оттура асийадики муһим һәмраһи икәнликини тәкитләп мундақ деди: «дөләт мудапиәси, бихәтәрлик вә мудапиә санаити мәсилилиридә һәмкарлиқимизни чоңқурлаштурушқа тәййармиз, шундақла, чегра бихәтәрлики вә терроризмға қарши күрәш саһәлиридә тәҗримә алмаштурушқа  тәййармиз.»

икки дөләт оттурисидики йахши мунасивәтләрниң буниңдин кейин ишләнгүси хизмәтләр сайисида йәниму йүксәк сәвийәгә йетишигә ишинидиғанлиқлирини әскәрткән ақар, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә мәвҗут иҗабий һәмкарлиқниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

таҗикистан дөләт мудапиә министири мирзо, һәр икки дөләтниң районлуқ муқимлиқ орнитиштин тартип терроризмға қарши күрәшкичә көплигән мәсилиләрдә һәмкарлиқ орнитиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «таҗикистан билән түркийә оттурисидики мунасивәтләр күнсери тәрәққий қилмақта.»

ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулған учришишта, ақар билән мирзо, икки тәрәплик вә районлуқ дөләт мудапиәси вә бихәтәрлик мәсилилирини чөридигән һалда өзара пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر