әрдоған: «истанбул қанили» лайиһәси 6 йилда тамамлиниду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нишанлириниң «истанбул қанили» лайиһәсини 6 йил ичидә тамамлап хизмәткә сунуш икәнликини ейтти.

1667461
әрдоған: «истанбул қанили» лайиһәси 6 йилда тамамлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида қилған сөзидә, түркийәни уда 19 йилдин буйан муһим лайиһәләрни ишқа кириштүрүш вә хәлқкә хизмәт ишләш сийаситини чиқиш нуқта қилған һалда башқуруп келиватқанлиқлирини, истанбулға қазандурған 3 айродурум, дөләтлик тез сүрәтлик йоллар, көврүкләр вә шәһәр дохтурханилириниң буниң әң рошән намайәндиси икәнликини қәйт қилди.

експорт саһәсини һәр ай йеңи рекортлар арқилиқ алға силҗитқанлиқлирини, санаәтни тәрәққий қилдурғанлиқлирини, дөләт мудапиәси санаити саһәсидә дөләтни маркиға айландурғанлиқлирини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, түркийәниң «истанбул қанили» лайиһәсигиму охшаш шәкилдә еришидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «дунйа бойичә әң чоң шәһәрләрдин бири болған истанбул шәһириниң деңиз боғузи қатниши вә йәр тәврәш апитигә тәййарлиқ қилиш хизмәтлири қатарлиқ мәсилилиригә һәл қилиш чариси тепишта зор төһпә қошидиған бу лайиһәни, шәһәрниң келәчикини қутқузидиған муһим лайиһә дәп қараймиз. биз бу йәрдә пәқәт бир қанал бәрпа қилиш биләнла чәклинип қалмастин, йәнә, истанбулға, дөлитимизгә, порти билән експорт саһәмизни, һайатлиқ саһәлири билән хәлқимизни әркин нәпәс алдуридиған йеңи бир нәпәслиниш турубисини ечиватимиз. нишанимиз бу лайиһәни 6 йил ичидә тамамлап хизмәткә сунуштур. түркийәгә уда 19 йилдин буйан қазандуруватқан лайиһәлиримиз вә хизмәтлиримизни бу аләмшумул  лайиһәмиз арқилиқ таҗландуралайдиғанлиқимизға ишинимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر