германийәдә пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

германийәниң вурзбург шәһиридә бир пичақлиқ киши йолдин өтүп кетиватқанларға һуҗум қилди.

1665120
германийәдә пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң вурзбург шәһиридә бир пичақлиқ киши йолдин өтүп кетиватқанларға һуҗум қилип, үч адәмниң өлүми, алтә адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарди.

сақчиларниң байанатиға қариғанда, вурзбург шәһириниң барбаросса мәйданида пичақлиқ бир һуҗумчи йолдин өтүватқан кишиләргә һуҗум қилип, үч адәмни өлтүргән, алтә адәмни йариландурған.

сақчилар, етип йариландуруш арқилиқ қолға чүшүрүлгән 24 йашлиқ һуҗумчиниң сомалилиқ икәнликини, һуҗумчиниң һайатиниң хәтәр ичидә әмәсликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر