йәнә бәш террорчи қайил қилиш хизмәтлириниң түрткисидә тәслим болди

бәш террорчи қайил қилиш хизмәтлири сайисида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к сепидин қечип хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

1663718
йәнә бәш террорчи қайил қилиш хизмәтлириниң түрткисидә тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министирлиқниң орунлаштурушиға асасән, җамаәт хәвпсизлик баш идариси билән жандарма баш қоманданлиқи тәрипидин елип бериливатқан қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к сепидин қачқан бәш террорчи хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

мәзкур террорчилардин бириниң аилисиниң вандики пәрзәнт нөвитидә туруватқан аилиләрниң бири икәнлики ениқланди.

тәслим болған террорчиларниң 2009 – 2015 – йиллири арилиқида террорлуқ тәшкилатиға қатнишип, сүрийә, ирақ вә иранда паалийәт елип барғанлиқи билдүрүлди.

шундақ қилип, пәрзәнт нөвитидә туруватқан 26 – аилә пәрзәнтини террорлуқ тәшкилатидин қутқузған болди, бу йил ичидики қайил қилиш хизмәтлириниң түрткисидә тәслим болған террорчилар омумий сани 86 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر