түркийә – йавропа иттипақи оттурисида сөһбәт өткүзүлди

түркийә – йавропа иттипақи оттурисида бихәтәрлик вә мудапиә сийасәтлири саһәсидики кеңәш сөһбәтлири белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлди.

1663808
түркийә – йавропа иттипақи оттурисида сөһбәт өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи сийасәт ишлири ишханисиниң билдүрүшичә, түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида ортақ бихәтәрлик вә мудапиә сийасәтлиригә мунасивәтлик 6 – нөвәтлик кеңәш сөһбәтлири белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән.

сөһбәтләргә, түркийәгә вакалитән ташқи ишлар министирлиқи хәлқара бихәтәрлик ишлири баш мудир вәкили гүлин динч, йавропа иттипақиға вакалитән йавропа иттипақи ташқи сийасәт ишлири ишханиси ортақ бихәтәрлик вә мудапиә сийасәтлири баш катипиниң йардәмчиси чарлес фриес қатнашқан



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر