ваксина әмләшкә тегишлик кишиләрниң йаш чәклимиси 25 кә төвәнлиди

сәһийә министири фаһрәттин коҗа түркийәдә «ковид – 19» ваксиниси әмләшкә тегишлик кшииләрниң йаш чәклимисиниң 25 кә төвәнлигәнликини ейтти.

1662559
ваксина әмләшкә тегишлик кишиләрниң йаш чәклимиси 25 кә төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «<ковид – 19> ваксиниси әмләшкә тегишлик кишиләрниң йаш чәклимиси 25 кә төвәнлиди. дәсләпки ваксина әмләш үчүн иҗазәт елиш вақти әтә болуп, йашлар вирусқа қарши һәрикәткә өтсун!»

йәнә бир тәрәптин, министир коҗа, түнүгүн аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, 21 – ийун ваксина һәққидә мәлумат берип мундақ дегәниди: «нормал һайат басқучиға қәдәм қойуш үчүн, йәнә 1 милйон 195 миң 426 қута ваксина әмләнди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر