сиртқа чиқиш чәклимилири пүтүнләй әмәлдин қалдурулиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, 1-ийул (2021) дин башлап сиртқа чиқиш чәклимилириниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилди.

1662266
сиртқа чиқиш чәклимилири пүтүнләй әмәлдин қалдурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, 1-ийул (2021) дин башлап сиртқа чиқиш чәклимилириниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилди.

рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әмләш пирограммиси тоғрисида тохтилип: «йеқинқи бир һәптидә нопус нисбити бойичә һесаблиғанда әң көп ваксина әмләнгән дөләт болдуқ. нишанимиз бир қанчә һәптә ичидә 18 йаштин йуқири нопусимизниң һәммисини әмләшни башлаш» деди.

бүгүн әнқәрә вақти 19:57 гичә түркийә миқйасида биринчи вә иккинчи қетимлиқ әмләнгән вухән вируси ваксинаси сани 42 милйон 677 миң 214кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر