әминә әрдоған бирйусселда түрк аммиви тәшкилатлар вәкиллири билән көрүшти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоған түнүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән маарип фонди җәмийитиниң мәслиһәт йиғиниға қатнашти.
1658197
түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған иҗтимаий таратқу һесабида һәмбәһирлигән йазмисида, «шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини мунасивити билән бирйусселдә маарип фонди җәмийити уйуштурған мәслиһәт йиғинида аммиви тәшкилатларниң вәкиллири вә қиз оқуғучилар билән көрүштуқ. уларниң паалийәтлиригә даир пикир алмаштурдуқ. һәр биригә қиливатқан хизмәтлиридә утуқлуқ тиләймән» дегән ибариләрни ишләтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.