җо байдин: «әрдоған билән узун музакириләштуқ, йахши һессийаттимән»

америка пирезиденти җо байдин түнүгүн бирйусселда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән өткүзүлгән учришишиға даир соалларға җавап бәрди.

1658617
җо байдин: «әрдоған билән узун музакириләштуқ, йахши һессийаттимән»

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин түнүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини даирисидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән елип барған афғанистан темисиға даир музакирилири һәққидә соралған соалға җавап берип, «биз узун музакириләштуқ, музакиримизгә даир йахши һессийаттимән» деди.

байдин йавропа иттипақи вә америка рәһбәрлири йиғини үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи кеңишидә, йавропа иттипақи комитети рәиси урсула вон дер лейен вә йавропа иттипақи кеңишиниң рәиси чарлез мишел билән көрүшти.

йиғинға кириш җәрйанида бир мухбир җо байдиндин, «түнүгүн җумһур рәис әрдоған билән өткүзгән сөһбиитңиздә түркийәниң афғанистанда мәвҗутлиқини сақлап қелиши һәққидә келишим  һасил қилдиңизму? бу мәсилини музакирә қилдиңизму?» дәп сориди.

байдин җаваб берип: «биз узун музакириләштуқ, музакиримизгә даир йахши һессийаттимән» деди.

байдин башқа соалларға җаваб бәрмәстин, вон дер лейен вә мишел билән көрүшүшкә өтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر