әрдоғанниң әзәрбәйҗан зийарити әтә башлиниду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әзәрбәйҗанға қилидиған икки күнлүк рәсмий зийарити әтә башлиниду.

1657736
әрдоғанниң әзәрбәйҗан зийарити әтә башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тәклипигә биинаән ишқа ашуридиған зийаритидә, әрменийәниң ишғалийитидин азад қилинған, аридин 28 йил өткәндин кейин әзан садаси аңланған, тарихий вә мәдәнийәт байлиқлири һәм тәбиий гүзәлликлири билән қарабағниң символ шәһири дәп аталған шушада учришишларда болиду.

шуша валий мәһкимисидә 15 – ийун сәйшәнбә күни әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинидиған җумһур рәис әрдоған, әлийев билән айрим көрүшиду, һәмдә һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилиду.

учришишлардин кейин, шушани өз ичигә алған тағлиқ қарабағни қайта қуруп чиқиш вә гүлләндәрәш үчүн ишқа ашурулидиған лайиһәләргә алақидар сийасий вә иқтисадий саһәләрдики келишимләр имзалиниду.

җумһур рәис әрдоған билән пирезидент әлийев кейинчә шушада учришишларда болиду.

әрдоған, 16 – ийун чаршәнбә күни әзәрбәйҗан парламент башлиқи саһибә гафарова билән көрүшиду, һәмдә әзәрбәйҗан парламентиға хитаб қилиду.

у, 2021 – йилллиқ йавропа лоңқисини талишиш путбул мусабиқисигә чүшидиған а дөләтлик путбол командисиниң мусабиқисини әзәрбәйҗандин көриду.

җумһур рәис әрдоған, баку олимпик тәнтәрбийә залида түркийә – галлер оттурисида өткүзүлидиған мусабиқини көриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر